Зәбур. 65. Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, күй-нахша: — Пүткүл җаһан, хошаллиқ билән Худаға тәнтәнә қилиңлар! Униң наминиң улуқлуғини нахша қилип җакалаңлар, Униң мәдһийилирини шәрәплик қилиңлар! Худаға: «Сениң қилғанлириң нәқәдәр қорқунучлуқтур! Қудритиң зор болғач, Дүшмәнлириң алдиңда зәиплишип тәслим болиду; Барлиқ йәр йүзидикиләр Саңа сәҗдә қилип, Сени күйләп, нахша ейтишиду; Улар намиңни күйләп нахша қилип ейтиду» — дәңлар! Селаһ! Келиңлар, Худаниң қилғанлирини көрүңлар; Инсан балилири алдида қилған карамәтлири қорқунучлуқтур. У деңизни қуруқлуққа айландурди; Әҗдатлиримиз дәриядинму пиядә өтти; Биз у йәрдә униңдин хурсән болдуқ. У қудрити билән мәңгү һөкүм сүриду; Униң көзлири әлләрни күзитип туриду; Асийлиқ қилғучилар мәғрурланмисун! Селаһ! И қовмлар, Худайимизға тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар; Униңға болған мәдһийә-һәмдусаналарни яңритиңлар! У җенимизни һаятлиқ ичигә тиккән, Путлиримизни тейилдурушларға йол қоймайду. Чүнки Сән, и Худа, бизни синидиң; Күмүчни отта тавлиғандәк бизни тавлидиң. Сән бизни торға чүшүрдуң; Белимизгә еғир жүкни жүклидиң. Хәқләрни бешимизға миндүрдүң; Биз от вә кәлкүнни бесип өттуқ; Сән ахир бизни кәңричиликкә чиқардиң. Мән көйдүрмә қурбанлиқларни елип өйүңгә кирәй; Саңа қилған қәсәмлиримгә әмәл қилимән; Бәрһәқ, бешимға күн чүшкәндә ләвлирим чиқарған, Еғизим ейтқан вәдилиримни әмәлгә ашуримән. Мән Саңа бордақ малларни көйдүрмә қурбанлиқ қилип сунимән, Қочқарларниң йеғини хуш пуритип көйдүримән; Өкүз вә өшкиләрни әкилип сунимән. Селаһ! Худадин әймингүчи һәммиңлар, келиңлар, қулақ селиңлар! Униң мән үчүн қилған карамәтлирини баян қилимән; Ағзим ечип униңға пәряд көтәрдим, Униң улуқлуғини җакалиған мәдһийиләр тилимда болди. Көңлүмдә гунани көзләп жүргән болсам, Рәб дуайимни аңлимиған болатти. Бирақ Худа аңлиди; У дуайимға қулақ салди. Худаға тәшәккүр-мәдһийә яғдурулсун! У мениң дуайимни яндурмиди, Һәм мәндин өзгәрмәс муһәббитини елип кәтмиди!