Зәбур. 149. Һәмдусана! Пәрвәрдигарға атап йеңи бир нахшини оқуңлар; Мөмин бәндиләрниң җамаитидә Униң мәдһийисини ейтиңлар! Исраил өз Яратқучисидин шатлансун; Зион оғуллири өз Падишасидин хуш болғай! Улар Униң намини уссул билән мәдһийилисун; Униңға күйләрни дап һәм чилтарға тәңшәп ейтсун! Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқидин сөйүнәр; У мулайим мөминләрни ниҗатлиқ билән безәйду; Униң мөмин бәндилири шан-шәрәптә роһлинип шат болғай, Орунлирида йетип шат авазини яңратқай! Ағзида Тәңригә жүксәк мәдһийилири болсун, Қоллирида қош бислиқ қилич тутулсун; Шуниң билән улар әлләр үстидин қисас, Хәлиқләргә җаза беҗа жүргүзиду; Әлләрниң падишалирини зәнҗирләр билән, Ақсүйәклирини төмүр кишәнлири билән бағлайду; Уларниң үстигә пүтүлгән һөкүмни беҗа кәлтүриду — Униң барлиқ мөмин бәндилири мошу шәрәпкә несип болиду! Һәмдусана!